10-ноябрь, дүшәнбә
Һәммә нәрсигә көз йәткүзүңлар (Сал. 1-х. 5:21).
«Көз йәткүзүш» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи һәрдайим қиммәтлик металларни тәкшүрүшкә қарита қоллинилған. Шуңлашқа, биз аңлиған яки оқуған нәрсиләрниң тоғра-хаталиғини тәкшүрүп көрүшимиз керәк. Чоң балаю апәт йеқинлашқансири, бундақ қилиш биз үчүн интайин муһим болуватиду. Башқиларниң гәп-сөзлиригә саддилиқ қилип қулақ селишниң орниға, тәпәккүр қилиш иқтидаримизни ишлитип, оқуған яки аңлиғанлиримизни Муқәддәс китап вә Йәһваниң тәшкилатиниң ейтқанлири билән селиштурушимиз керәк. Шу арқилиқ җин-шәйтанларниң тәшвиқатлири яки һийлә-микирлиригә алданмаймиз (Пәнд н. 14:15; Тим. 1-х. 4:1). Биз, Худаниң хизмәтчилири, бир топ сүпитидә чоң балаю апәттә аман қалимиз (Яқуп 4:14). Бирақ шәхсән һәрбиримизгә әтә немә болидиғанлиғини билмәймиз. Мәйли чоң балаю апәттә һаят болайли яки униңдин бурун өлүп кетәйли, әгәр садақәтмәнлигимизни сақлисақ, мәңгүлүк һаятлиқ мукапатиға еришимиз. Һәммимиз диққитимизни әҗайип үмүтимизгә қаритип, Йәһваниң күнигә тәйяр турайли. w23.06 13-б., 15, 16-абз.
11-ноябрь, сешәнбә
[У] Өз хизмәтчилири[гә],. . . сирини ачмай туруп, һечнемини қилмайду (Амос 3:7).
Биз Муқәддәс китаптики бәзи бәшарәтләрниң қандақ әмәлгә ашидиғанлиғини билмәймиз (Дан. 12:8, 9). Амма бир бәшарәтниң қандақ әмәлгә ашқанлиғини толуқ чүшәнмисәк, бу униң әмәлгә ашмайдиғанлиғини билдүрмәйду. Йәһва Худаниң худди илгирикигә охшаш мувапиқ вақит-саатта бәшарәтләрни чүшинишимизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишинәләймиз. Пат арида течлиқ вә бехәтәрлик елан қилиниду (Сал. 1-х. 5:3). Андин дуниядики сәясий күчләр ялған динға һуҗум қилип, уларни пүтүнләй йоқ қилиду (Вәһ. 17:16, 17). Андин кейин улар Худаниң хәлқигә һуҗум қилиду (Әзәк. 38:18, 19). Мошу ишлар әң ахирқи җәң Һармагедон урушиға йол ачиду (Вәһ. 16:14, 16). Шуниңға ишинимизки, бу ишлар пат арида йүз бериду. Амма шулар йүз бериштин авал, Муқәддәс китаптики бәшарәтләргә давамлиқ диққәт қилип, башқиларниңму шундақ диққәтчан болушиға ярдәм берәйли. Шундақ қилиш арқилиқ асмандики меһир-шәпқәтлик Атимизға болған миннәтдарлиғимизни давамлиқ билдүрәләймиз. w23.08 13-б., 19, 20-абз.
12-ноябрь, чаршәнбә
Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, сәвәви меһир-муһәббәт Худадин (Йоһ. 1-х. 4:7).
Әлчи Паул етиқат, үмүт вә муһәббәт һәққидә сөзлигәндә, «улардин әң бүйүги — меһир-муһәббәттур» дәп хуласә қилған (Кор. 1-х. 13:13). Паул немә үчүн шундақ дегән? Кәлгүсидә Худаниң йеңи дуния һәққидики вәдилиригә ишинишимизниң яки уларниң әмәлгә ешишини үмүт қилишимизниң һаҗити йоқ болиду, чүнки улар аллибурун әмәлгә ашурулған болиду. Бирақ биз һәрдайим Йәһваға вә башқиларға болған муһәббитимизни ипадилишимиз керәк болиду. Әмәлийәттә, уларға болған сөйгү-муһәббитимиз мәңгү күчийиду. Шундақла, бир-биримизни сөйсәк, Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири екәнлигини испатлаймиз. Әйса Мәсиһ шагиртлириға мундақ дегән: «Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (Йоһ. 13:35). Сөйгү-муһәббәт бизни инақ-иттипақлаштуриду. Паул меһир-муһәббәтни «бирликниң мукәммәл риштилиридур» дәп атиған (Кол. 3:14). Әлчи Йоһан шундақ дегән: «Худани сөйгән киши өз қериндишиниму сөйүши лазим» (Йоһ. 1-х. 4:21). Биз бир-биримизни сөйсәк, Худани сөйидиғанлиғимизни көрситимиз. w23.11 8-б., 1, 3-абз.